“HP” ширкити хитай завутлиридики бала ишчиларни ишлитиш қилмишиға зәрбә беридиғанлиқини билдүрди

Америкидики компютер ширкити - “һәвләт - пакард” йәни “HP” ширкити җүмә күни хитайдики запчас тәминлигүчи завутларда садир болуватқан бала ишчиларни ишлитиш қилмишиға зәрбә беридиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.09


Мәлум болушичә, хитайдики запчас тәминлигүчи завутларда бала ишчи яки оқуғучиларни ишлитип, чиқим тиҗәшкә урунидиған әһваллар садир болған. Бу хитай завутлири ишчиларниң хизмәт муһити вә айлиқини яхшилашниң үстигә уларни аз пулға җиқ ишлитип, пайда тапмақчи болушқан.

“HP” ширкитиниң билдүрүшичә, нөвәттә мәзкур ширкәт хитай завутлирида садир болуватқан юқириқи қилмишларға қарши тәдбир қоллиниш үчүн бир бәлгилимә түзүп чиққан.

Бәлгилимидә, вақитлиқ ишләйдиған оқуғучи ишчиларни қисқартип, толуқ ишләйдиған мәликилик ишчиларни көпәйтиш қатарлиқлар көрситилгән.

Бәлгилимидә йәнә, әгәр оқуғучиларни ишқа елишқа тоғра кәлсә, оқуған кәспи завуттики ишқа мас келидиғанларни елиш, уларға берилидиған тәминат вә хизмәт муһитини яхшилаш тәләп қилған.

Илгири хитай һөддигәрлири мәһсулат тәннәрхини төвәнлитиш үчүн уйғур елидин уйғур деһқан яшлирини көпләп йөткәп кәлгән.

Уларниң арисида қорамиға тошмиғанларниңму барлиқи һәмдә көпинчисиниң қиз ишчи болуши уйғурларни ғәзәпләндүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.