Ичкиридики “шинҗаң синиплири” ға җәнубтики деһқан - чарвичиларниң балилири ашуруп қобул қилинмақчи
2012.06.21
Шинхуаниң хәвиридин қариғанда, хитай даирилири хитай өлкилиридә оқуғучи қобул қилишта уйғур елиниң җәнубидики 3 вилайәтни асас қилидиған болуп, бу қетим деһқан - чарвичиларниң балилирини қобул қилиш нисбитини 76 пирсәнттин ашуруш нишан қилинған.
Хитай һөкүмити 2000 - йилидин башлап хитай өлкилиридә “шинҗаң синиплирини” ечип, уйғур елидики толуқ оттура мәктәп йешиға тошқан балиларни бу мәктәпләрдә тәрбийиләшкә башлиған иди.
Гәрчә даириләр буни “уйғур балилирини илғар пән - техника билән қоралландуруш” дәп тәшвиқ қилсиму, әмма уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң уйғур елидики маарип системисини күчәйтишниң орниға, уйғур балилирини хитай өлкилиридә тәрбийилишигә гуман билән қарап кәлмәктә.
Радиомиз игилигән учурларда йәнә, ичкиридә оқуп, хитай тилини судәк билидиған бу бу хилдики балиларниңму уйғур елидики хизмәт базирида охшашла миллий айримичилиққа учраватқанлиқи мәлум болған иди. Кишилик һоқуқ органлири бу синипларни уйғур тилини маарип системисидин қалдуруш вә уйғурларниң миллий кимликини суслаштуруш пиланиниң бир қисми дәп тәнқид қилип кәлгән болсиму, хитай һөкүмити бу сиясәтни күчәйтип елип бармақта.