Уйғур ели даирилири хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплирида оқуйдиғанларниң санини тез көпәйтмәктә
2011.06.19
Шинҗаң гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай өлкилиридә тәсис қилинип,“шинҗаң толуқ оттура синипи” дәп нам берилгән һәмдә асаслиқи хитай әмәс милләт пәрзәнтлирини тәрбийиләшни мәқсәт қилған мәзкур толуқ оттура мәктәп маарипи 2000-йилидин етибарән йолға қоюлған. Бу синиплардики оқуғучиларниң сани йилдин-йилға көпәйтилмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң бир әмәлдариниң ашкарилиған учурида ейтилишичә, 2011-йили хитай өлкилиридики “шинҗаң толуқ оттура синиплири” ни ачқан оттура мәктәпләрдин йәнә 10 и көпәйтилгән болуп, бу йил қобул қилинидиған оқуғучи 7090 нәпәргә йәткүзүлидикән.
Бу йил пүтүн хитай бойичә “шинҗаң толуқ оттура синипи” ачқан шәһәрләр 39ға, мәктәпләр 76 ға, оқуватқан оқуғучиларниң сани 23968 нәпәргә йәткүзүлгән.
Уйғур аптоном райони маарип даирилири хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға оқуғучи қобул қилишни давамлиқ тез сүрәттә көпәйтмәктә. Болупму, уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, ақсу,хотән қатарлиқ вилайәтләрдики уйғур қатарлиқ милләт пәрзәнтлирини техиму көпләп қобул қилмақта. 2014-Йили, хитай өлкисидики шинҗаң толуқ оттура синиплириға 10 миң оқуғучи қобул қилиш пиланланған.
Уйғур көзәткүчилири хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура маарипида тәрбийиләш, уйғур елиниң өзидә елип бериливатқан қош тиллиқ маарип, йәни хитай тиллиқ маарипи билән охшаш уйғур яш әвладлирини өз ана тили, миллий мәдәнийитидин йирақлаштуруш шуниңдәк миллий кимлик роһини аҗизлитишқа елип бариду, дәп қаримақта.