Икки корийә бирлишишкә қарап қәдәм алса хитайниң тосқунлуқ қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә
Мухбиримиз җүмә
2013.01.19
2013.01.19
Доклат бир ай аввал елан қилинған болсиму, җамаәткән анчә көп тонуштурулмиған. “вашингтон почтиси гезити” дә нәқил қилишичә, бир қисим корийә вәзийитини көзәткүчиләр шималий корейәдә бирлишип кетишкә интилиш хаһиши барғанчә күчийишкә башлиғанлиқини билдүрүшкән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң икки корейәниң бирлишишини тосушида икки хил еһтималлиқ болуши мумкин икән. Униң бири хитайниң шималий корейәни өз тәсир даирисидә тутуп туруш вә өз мәнпәитини қоғдаш; йәнә бири һәр икки корейәниң хитайниң тарихий земини икәнликини пәш қилип, икки корейәни қолға чүшүрүш қәстини ишқа ашуруштин ибарәт икән.
Һалбуки, хәвәрләрдә доклатниң қандақ мәқсәттә тәйярланғанлиқи оттуриға қоюлмиған.