Обама икки корийә оттурисидики һәрбийдин хали районни көздин көчүриду

“бирләшмә агентлиқи”ниң баян қилишичә, җәнубий корийиниң сиул шәһиридә ядро қораллири мәсилиси бойичә өткүзүлидиған алий дәриҗилик учришиш башлиниш алдида турғанда, ақсарай баянат елан қилип, америка президенти обама бу алий дәриҗилик учришиш җәрянида, җәнубий корийә билән шималий корийә арилиқидики һәрбийдин хали районни көздин көчүриду шундақла хитай рәиси ху җинтав билән айрим сөзлишиду дәп җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2012.03.21

Хәвәрдә ейтилишичә, обаманиң икки корийә арилиқидики һәрбийдин хали районни көздин көчүрүши америкиниң җәнубий корийидә туруватқан 28 миң әскири үчүн чоң риғбәт болупла қалмай, бәлки униң шималий корийигә, корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш һәққидә бәргән вәдисигә хилаплиқ қилмаслиқ тоғрисида беридиған ениқ агаһландуруш сигнали болуп қалиду.

Сабиқ америка президенти җорҗи буш 2002‏-йили панмунҗом мәһәллисини көздин көчүргәндә, 53‏-йили 7‏-айниң 27-күни уруш тохтитиш келишими имзаланған бу мәһәллә, шимали корийә уруш җиддийлики пәйда қилидиған җайға айлинип қалғанлиқини көрүп, шималий корийини ялмавузлуқ зәнҗириниң чишлиқ чақи дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.