Америкидики икки тәйвәнлик хитай һөкүмитигә ишләш билән әйибләнди

Америка федирал соти икки тәйвәнликни хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблиди. Нев җерсий штатлиқ федирал сот әйиблигүчилириниң билдүрүшичә, федирал тәкшүрүш идарисиниң хадимлири 2011-йили февралдин башлап, хуй шеңшин вә хуән лиңчаң исимлик бу икки тәйвәнликни тәқиб астиға алған.
Мухбиримиз ирадә
2012.04.26

Пуқрачә кийингән тәкшүрүш хадимлири улар билән алақә орнитиш җәрянида бу икки тәйвәнликниң америкиниң һәрбий техникисиға аит материялларни сетивелип, уни хитай һөкүмитигә сатмақчи болуватқанлиқини паш қилған.

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, бу икки тәйвәнлик бу йил февралда нюйоркта қолға елинған. Улар америкиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосиға хилаплиқ қилиш җинайити билән әйибләнгән. Әгәр бу җинайәт бекитилгән тәқдирдә улар 10 йиллиқ қамақ җазасиға учриши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.