Хитай банкисиниң сабиқ әмәлдарлиридин икки киши америкида түрмигә ташланди
Мухбиримиз вәли
2009.05.16
2009.05.16
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай банкисиниң кәйпиң шөбә банка башлиқи шү чавфән қатарлиқ 6 киши 1991 - йилидин тартип банкиниң пулини оғурлап, 2001 - йили ашкарилинишқа башлиғандин кейин, бир - бирләп хоңкоңға келип, сахта паспорт сетивелип вә америка пуқраси билән той қилип америкиға қечип кәлгән.
Шуниңдин кейин һәммиси исмини өзгәртип юшурунуп йүрүп, кейин қайтидин җәм боливалған. Улар 2004 - йили америкиниң тексас вә оклахома шитатлирида қолға елинған иди.