Илһам тохти: “уйғурларниң намратлиқидики негизлик сәвәб уйғурларниң һоқуқсиз қалдурулғанлиқи”

Бүгүн 18-январ күни хитай дөләтлик статистика идариси 2003-йилдин 2012-йилғичә болған мәзгилдики хитай җәмийитидики байлиқ тәқсимати вә пуқраларниң истемал сәвийисидики пәрқ нисбитини елан қилди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Доклаттики санлиқ мәлуматларда 2008-йили хитайдики байлиқ тәқсиматидики пәрқ нисбитиниң 0.491 Болғанлиқини, ундин кейинки йилларда болса барғанчә төвәнләп, 2012-йили 0.474 Кә чүшкәнлики көрситилгән.

Уйғур биз ториниң хәлқара тор бекитидә бу һәқтә берилгән хәвәрдә, доклатта аптоном райони һәққидики ениқ санлиқ мәлумат берилмигини үчүн, уйғурлар билән райондики башқа милләтләр оттурисидики иқтисадий пәрқини ениқлаш имканийити болмиғанлиқи әмма уйғурларниң истемал сәвийисиниң хитай өлкилиридин көп төвәнлики тәкитләнгән.

Уйғур биз ториниң саһиби,мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди, радиомиз мухбириға қилған сөзидә, уйғурларниң истемал сәвийисиниң хитайда үзлүксиз һалда төвән болуп қелишидики сәвәб һәққидә тохтилип: “йеқинқи йиллардин буян уйғурлар районда елип бериливатқан иқтисадий тәрәққияттин мәһрум қалдурулуп, намратлишишқа йүзләнди. Мән уйғурларниң намрат қелишидики негизлик сәвәб уйғурларниң һоқуқсиз қалдурулғанлиқида дәп қараймән.” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.