Илһам тохти: 'мән җәһәннәмгә йоллинишим мумкин'
Мухбиримиз җүмә
2010.08.21
2010.08.21
Илһам тохти йәнә, өзиниң бихәтәрлики һәққидә тохтилип, "улар мәндин бәкму хапа. Улар маңа чоң балаға муптила болидиғанлиқимни ениқ ейтқан иди," дегән.
Илһам тохти мухбириға откән йилдики "5 - июл вәқәси" дин кейин, хитай бихәтәрлик хадимлириниң уни аталмиш 3 һәптилик "дәм елиш"қа орунлаштурғанлиқи вә уни сорақ қилғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, сорақчилар илһам тохтини хитай һөкүмитини очуқ - ашкара әйибләштин тохташқа қистиған. Илһам тохти мундақ дегән: "улар бәзидә маңа бәк яхши муамилә қилишиду, әмма бәзидә болса биз сини худди чүмүлидәк янҗиветәләймиз дәйду."
Илһам тохти йәнә, уйғур елидики уйғурлар йолуқуватқан адаләтсизликләрниң уйғурларни барғанчә ғәзәпләндүриватқанлиқи, уйғурларниң иқтисадий җәһәттә чәткә қайрип қоюлғанлиқи, шуниң үчүн уйғурлар учун сөзләшкә мәҗбур икәнликини билдүргән.
У, ахирида оз бихәтәрлики һәққидә тохтилип, "әгәр бу йәрдики ишлар мән ойлиғандәк тиз өзгәрмисә мән түгишимән. Бәлким мән җәһәннәмгә йоллинишим мумкин. Әмма пәрвайим пәләк. Бәлким бәзи җәһәтләрдин елип ейтқанда мән өзүмни аллиқачан шундақ муһитта десәмму болиду" дегән.
Илһам тохти хитай һөкүмитиниң уйғур елигә қаратқан сиясәтлирини әң күчлүк тәнқидлигүчиләрниң бири.