Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң өз юртиға бериши чәкләнди
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.30
2010.09.30
Радиомиз зияритини қобул қилған бу кишиниң билдүрүшичә, илһам тохти әпәнди уруқ - туғқанлирини йоқлаш мәқситидә, 30 - сентәбир өз юртиға бериш пилан қилған болуп, бу уйғур аптоном райони даирилириниң сәзгүрлүкини ашурған.
Һөкүмәт даирилири дәсләптә, илһам тохтиниң "уруқ - туғқанлириға хәвәр қилмаслиқ һәмдә мунасивәтлик кишиләрниң һәмраһлиқини қобул қилиш" шәрти билән униң өз юртиға беришиға қошулған.
Әмма, мәлум вақит өткәндин кейин, илһам тохтиниң ишлириға мәсул һөкүмәт даирилири айропилан беләтлириниму елип болған илһам тохти әпәндигә бүгүн әтигән туюқсиз уқтуруш қилип, бу қетимлиқ туғқан йоқлаш тәлипиниң рәт қилинғанлиқини уқтурған.
Йеқинқи бирнәччә йилдин буян, илһам тохти әпәнди "уйғурбиз" тор бекитини қуруп, уйғурларға мунасивәтлик әһваллар вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидики тәклип пикирлири, тәнқидлириниму бу тор бекитидә елан қилған.
Бултур үрүмчидә партлиған "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, "уйғурбиз" вә "диярим" қатарлиқ тор бекәтлири "қутратқулуқ қилди" дәп әйиблинип тақиветилгәндин кейин, илһам тохти хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин 1 ай тутуп турулған иди.
Илһам тохти әпәнди қоюп берилгәндин кейин, гәрчә мәктәптә нормал дәрс өтүшкә рухсәт қилинған болсиму, назарәт астиға елинип, униң чәтәлләргә чиқиши чәкләнгән. Илһам тохтиниң бу йил 5 - айдики түркийидә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғиниға бериши чәкләнгән иди.