Д у қ, хитайниң илһам тохтиниң юртиға қайтип уруқ - туғқанлирини йоқлишини чәклигәнликини әйиблиди
Мухбиримиз әркин
2010.10.01
2010.10.01
Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, бу вәқә илһам тохтиниң юрти вә уруқ - туғқанлирини йоқлаш һоқуқини өз ичигә алған саяһәт һоқуқиниң дәпсәндә қилиниши болупла қалмай, бу йәнә шәрқий түркистандики хитай йәрлик һакимийитиниң күчийип, бейҗиң даирилириниң тизгинидин чиқип кетиватқанлиқини көрситидикән.
Илһам тохти хитайниң дөләт байримидин пайдилинип үрүмчи, атуш қатарлиқ җайларни зиярәт қилип, бу юртлардики уруқ - туғқанлирини йоқлимақчи болған. Даириләр дәсләптә униң юртиға беришиға қошулған болсиму, лекин у 30 - чесла йолға чиқиштин сәл бурун бейҗиң шәһәрлик даириләр униң билән алақилишип, униң юртиға бериши рәт қилинғанлиқини уқтурған иди.
Вәзийәттин хәвәрдар әрбабларниң әскәртишичә, "5 - июл вәқәси" йүз берип икки күндин кейин, аптоном районниң рәиси нур бәкри илһам тохтиға һуҗум қилип, униң бу вәқәгә җавабкар кишиләрниң бири икәнликини җакарлиған һәмдә аптоном районлуқ җ х назарити униң үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Лекин, бейҗиңдики юқири дәриҗилик органларниң арилишиши билән җ х назаритиниң тутуш буйруқи иҗра қилинмиған.
Бу хәвәр хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин рәсмий етирап қилинмиған болсиму, лекин илһам тохти "7 - июл вәқәси"дин кейин, бир мәзгил солап қоюлған иди.
Бәзи анализчилар бейҗиң даирилири илһам тохти юртиға барса уйғур аптоном райони даирилири тәрипидин тутқун қилинишидин әнсиригән болуши мумкинликини илгири сүргән.
Дилшат ришит илһам тохти вәқәси "шәрқий түркистанда хитай көчмәнләр һакимийитиниң күчи зорийип, 1920 вә 30 - йиллардикидәк бейҗиң мәркизи һөкүмитиниң күчи йәтмәйдиған хитай көчмәнлири "өзи хан, өзи бәг" болувалидиған вәзийәт шәкиллиниватқанлиқидин дерәк бериду," дәп көрсәтти.