Хитай дөләтлик нефит ширкити или - қорғас бирикмә газ туруба линийисини тамамлиған
2012.09.12
Хитай дөләтлик нефит ширкити қармиқидики нефит қурулуш ширкитиниң билдүрүшичә, мәзкур туруба линийисиниң диаметири бир метирдин ашидиған болуп, бу улар ясиған әң чоң диаметирлиқ туруба линийиси икән.
Йиллиқ газ тошуш миқдари 30 милярд куб метирға йетидиған мәзкур туруба линийиси йәнә көмүрдин айрилған йеқилғу газини хитайниң деңиз бойидики башқа районлириғиму йөткәйдикән.
Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, ғулҗиниң пәнҗим қатарлиқ районлиридики көмүр канлириниң һәммиси хитай ширкәтлиригә өтүп кәткән. Улар нөвәттә ғулҗида көмүрдин бирикмә газ айрип чиқидиған завутларни қурушқа башлиған.
Илгири бәзи мутәхәссисләр бу хилдики завутларниң ғулҗиниң екологийилик муһити вә ғулҗа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдитләрни елип келидиғанлиқини билдүрүшкән иди.