Ингушетийдә қораллиқ күчләрниң һуҗумида 20 рус сақчиси өлди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.17
2009.08.17
Әл җәзирә телевизийисидә хәвәр қилинишичә, намәлум бирәйлән бомба қачиланған бир аптомобилни, ингушетийә нәсран шәһәрлик сақчиханиси дәрвазисиға урған. Әтигәнлики чениқиш учун тизилған сақчилар оқ чиқарған болсиму, һуҗумни тосуп қалалмиған. Нәтиҗидә бомба партлап 20 сақчи өлгән.
Мәлум болушичә, һуҗумда сақчиханиниң қорал искилатиму партлап кәткән. Партлашта әтраптики бир қисим ой вә ишхана биналириму зәрбигә учриған.
Вәқәдин кейин, русийә президенти буйруқ чүшүрүп, ингушетийә җумһурийити сақчи башлиқини хизмәттин һәйдигән.
Ингушетийә җәнубий русийидики әң намрат районларниң бири. 1992 - Йили чечинийидин парчилинип ингушетийә җумһурийити қилип тәшкиллигән. Ингушетийиниң асаслиқ нопуси болға ингушлар сунний мәзһипигә тәвә мусулман хәлқтур.
Мәлум болушичә, ингушетийдә һөкүмәткә қарши қораллиқ күчләр күчийишкә башлиған. Улар бу йил июнда кремил тәрипидин тәйинләнгән ингушетийә президенти юнус бек йевкурофқа һуҗум қилип уни еғир яриландурған иди.