Иран йәнә 10 уран тавлаш завути қурмақчи
Мухбиримиз үмүдвар
2009.11.29
2009.11.29
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, иран мәтбуатлири иранниң йеңидин 10 уран тавлаш завути қурушни қарар қилғанлиқини хәвәр қилған. Мәлум болушичә, бу завутниң 5 җайдики орни тәстиқланған һәмдә қалған бәш орун давамлиқ изләнмәктә икән.
Йәкшәнбә күни иран һөкүмити бирләшкән дөләт тәшкилатиниң атом оргини билән болған һәмкарлиқини азайтидиғанлиқини елан қилған.
Алдинқи айда мәзкур орган иранда тәкшүрүш елип барған һәмдә җүмә күни иран һөкүмитидин уран тавлашни вә мәхпий ядро әслиһәси қурушни тохтитишни, барлиқ йошурун ядро базилирини ашкарилашни тәләп қилған иди.