Иран кәң көләмлик һәрбий маневир башлиди

Йәкшәнбә күни иран һәрбий даирилири кәң көләмлик һавадин мудапиәлиниш һәрбий маневири башлиған болуп, иран тәрәп бу һәрбий маневирниң мәқситиниң иранниң ядро әслиһәлириниң һуҗумға учришидин мудапиә көрүш икәнликини әскәрткән.
Мухбиримиз үмидвар
2009.11.22

Русийиниң "нәвсру" ториниң хәвәр қилишичә, бу һәрбий маневир бәш күн давамлишидикән һәмдә маневир иранниң оттура, ғәрбий вә җәнубий районлирида өткүзилидикән. Маневирға иранниң сәр хил қошуни һесабланған инқилабий қоғдиғучи қошун вә башқа һәрбий қисимлар қатнаштурулидикән.

Бу һәрбий маневир өткән һәптидә иран һөкүмитиниң б д т оттуриға қойған иранниң уранлирини сиртта тавлап бериш һәққидики лайиһисини рәт қилишидин кейин елип берилған иди. Теһран һәрбий даирилири өзлиригә қаритилидиған һәрбий һәрикәтләргә тақабил туридиғанлиқини тәкитлигән.

Нөвәттә, иран билән ғәрбниң арисидики ядро пилани һәққидики ихтилап техиму күчәймәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.