Хитай йеңи чеграда “ишқа орунлаштуруш қанунини әмәлийләштүрүш чариси” ни түзүп чиққан
Мухбиримиз вәли
2012.02.01
2012.02.01
Бу, уйғур аптоном районида сиясәт бойичә иш көрүштин қанун бойичә иш көрүшкә көчкәнликиниң муһим бәлгиси дәп җакарланған. Бу чоң өзгиришни аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң муавин башлиқи ма миңчең елан қилған.
Бу әрбаб йеңи түзүп чиқилған бу “чарә” ни иҗра қилишнила тәкитлигән, әмма бу “чари” ниң қанчә маддиси барлиқи вә униң ениқ мәзмуни немә икәнликини пәқәт тилған алмиған.
Хәвәрдә, йеңи чеграда 2002-, 2005-, 2008-вә 2010-йиллири түзүлгән сиясәт бойичә 300 миңдин адәм орунлаштурулған иди, буниңдин кейин ишсизлиқ нисбитиниң 4% әтрапида болушиға капаләтлик қилиниду, дәп баян қилинған.
Әмәлийәттә, “ишқа орунлаштуруш” дегән аталғу, хитайниң уйғур аптоном районида хитайларни көчүрүп келиштинла ибарәт болуп келиватқанлиқи һечбир сир әмәс.