Италийә хитайдин маркиларниң патент һоқуқини қоғдашни тәләп қилди
Мухбиримиз ирадә
2012.11.22
2012.11.22
Италийә даирилири, италийидики бир қисим даңлиқ маркиларниң хитайдики завутларниң патент һоқуқини дәпсәндә қилиши вә маркиларни көчүрүп ишләп тарқитиши сәвәбидин зор чиқимға учраватқанлиқини билдүргән.
Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, италийә даирилири бу мәсилини көп қетим оттуриға қойған вә хитайда патент һоқуқини қоғдаш тоғрисида қанунлар чиқирилған болсиму, әмма бу қанунларниң пайдиси болмиған вә италийә маркилириниң зиян тартиши давам қилған.
Италийә бу нөвәт хитай һөкүмитиниң хитайдики бундақ көчүрмикәш завутларға қарши үнүмлүк бир тәдбир қоллинишини үмид қилмақта икән.