Америка җәнубий деңиз ихтилапни тинч йол билән һәл қилишқа чақирди

Вийетнам даирилири җәнубий деңизда раст оқ ишлитилгән һәрбий маневир елип баридиғанлиқини елан қилғандин кейин, америка дөләт ишлар министирлиқи баянат елан қилип, мәзкур деңиздики тәвәлик ихтилапни “тинч йол билән” һәл қилишқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2011.06.11

Өткән айда ханой даирилири хитай деңиз чарлиғучилириниң җәнубий деңизда нефит тәкшүрүватқан бир вийетнам кемисиниң қидириш кабелини кесивәткәнликини билдүргән иди.

Вийетнам даирилириниң билдүрүшичә, 9-июн бир хитай белиқчи кемиси йәнә вийетнамниң нефит тәкшүргүчи кемисигә келип соқулған. Вәқәниң икки тәрәп арисидики җиддийликни күчәйткәнлики мәлум.

Бүгүн хитай дөләт ахбаратлири баш мақалә елан қилип, маневир мәсилисидә вийетнамға агаһландуруш бәрди.

Хитай “йәршари вақит” гезитидә елан қилинған баш мақалидә вийетнамниң җәнубий деңиз мәсилидики қаттиқ позитсийиси, хитай җамаитиниң яхши көңлигә дәккә бәргәнлики һәмдә буниң хитай рәһбәрлирини қаттиқ васитиләрни қоллинишқа мәҗбур қилғанлиқи көрситилгән.

Мақалидә йәнә, тарихтин буян йүз бәргән территорийә тоқунушлирида вийетнамниң уттуруп кәлгәнлики илгири сүрүлгән.

Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер җүмә күнидики баянатида: биз җәнубий җуңго деңизи һәққидики бәзи хәвәрләрдин биарам болдуқ. Буларниң һәммиси у йәрдики җиддийликни улғайтиду. Буниң район бихәтәрлики вә тинчлиқиға һечқандақ пайдиси йоқ, деди.

У йәнә, америкиниң икки тәрәпни мәсилиләрни дипломатик йол билән һәл қилишқа дәвәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтис өткән һәптә сингапорда ечилған муһакимә йиғинда мәзкур деңизда америкиниңму мәнпәити барлиқи вә оз иттипақдашлирини қоғдайдиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.