Җәнубий деңиз мәсилиси шәрқий җәнубий асия әллири мунбиридә қоюлидикән

Җәнубий деңиз вә кишилик һоқуқ мәсилисиниң бу һәптә ахири камбоджада башланған шәрқий җәнубий асия әллири мунбиридә муһим темилар қатаридин орун алидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз җүмә
2012.11.17


Бу мунбәргә президент обама сәйшәнбә күни қатнишиду. У буниң қайта сайланғандин кейинки тунҗи хәлқара алий дәриҗиликләр йиғиниға қатнишиши.

Шәрқий җәнубий асия әллири мунбиригә 10 дөләт әза болуп, мәзкур дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири шәнбә күни камбоджа пайтәхти пиномпен йиғилди.

Мәзкур дөләтләрниң рәислири йәкшәнбә уни учришиду. Бу йиғинда мәзкур әлләрдики кишилик һоқуқ мәсилиси билән бу дөләтләрниң хитай билән болған деңиз тәвәлики мәсилиси муһим орунға қоюлидикән.

Әммә хитай даирилири деңиз тәвәлики мәсилисиниң йиғин кәйпиятиға тәсир йәткүзмәсликини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.