Җәнубий корийә японийә билән чиң сулалиси арисида түзүлгән җйәндав шәртнамисиниң инавәтсиз икәнликини елан қилди

Җәнубий корийә ташқи ишлар министирлиқи бүгүн, 1909-йили японийә билән чиң сулалиси арисида түзүлгән җйәндав шәртнамисиниң инавәтсиз икәнликини елан қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.09.19

Корийә бу арқилиқ нөвәттә хитайниң йәнбйән чавшйән аптоном областиға тәвә болған җйәндав райониниң игилик һоқуқиниң корийигә мәнсуп икәнликини оттуриға қойди.

Корийә даирилириниң билдүрүшичә, әслидә 1905-йили японийә билән әйни чағдики корийә падишаһлиқи арисида түзүлгән җийи шәртнамисидә, корийиниң пәқәт малийә вә дипломатийә һоқуқила японийигә өткүзүп берилгән, әмма игилик һоқуқи өткүзүп берилгән әмәс; шуниң үчүн, җйәндав шәртнамиси инавәтсиздур.

Игилик һоқуқ талаш-тартиши оттуриға чиққан җйәндав райони, хитайниң йәнбйән чавшйән аптоном областидики йәнҗи вә хелоң қатарлиқ 5 шәһәр вә наһийини өз ичигә алиду. Район шималий корийә билән хитайниң җилин өлкиси арисидики чегра райони һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.