Пакистандики җиддий вәзийәт хитайни әндишигә салди

Пакистанда давамлишиватқан муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилип ишләнгән филимгә қарши наразилиқ намайишиниң топилаңға өзгириши сәвәблик, пакистан даирилири пакистандики пайтәхт ислам абат қатарлиқ 15 шәһәрдә қол телефон мулазимитиниң тохтитилғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.09.21

Пакистан баш министири әшрәп җүмә күни баянат берип, пакистан һөкүмитиниң хәлқниң мал-мүлки, һаяти бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн пакистанда давамлишиватқан қалаймиқанчилиққа қарита тәдбир қоллинидиғанлиқини билдүргән.

Бир һәптидин буян пакистанда давамлишиватқан намайишниң давами аммиви топилаңға өзгәргән. Пакистан дөләтлик телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, 21-сентәбир күни пакистанда“ мәмликәт бойичә муһәммәт пәйғәмбәрни сөйүш” күни дәп бәлгиләнгән болуп, җүмә күни елип берилған намайишта уруш-чеқиш, көйдүрүш һәм адәм өлтүрүш вәқәлири йүз бәргән. Пакистан дөләтлик телевизийә истансисиниң бир хизмәтчи хадимиму пишавур шәһиридә намайишчилар тәрипидин уруп өлтүрүветилгән.

Хитайниң йеқин қошниси болған пакистандики бу хил җиддий вәзийәт хитай даирилирини әндишигә салған болуп, районда бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилгән. Игилишимизчә, хитай өлкилиридә йеқиндин буян японға қарши намайишлар давамлишиватқан болсиму, әмма уйғур аптоном район даирилири уқтуруш чиқирип үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә һәрқандақ намайишниң елип берилиши чәклинидиғанлиқини уқтурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.