Конгода җинсий содиға мәҗбурланған 11 хитай қизи қутулдурулған болсиму, хитайға қайтип кетишни рәт қилған

Мәлуматларға қариғанда, хитай сақчилири тунҗи қетим бир дөләт һалқиған адәм бедичилики делосини паш қилип, җинсий содиға мәҗбурланған 11 хитай қизни қутулдурған болсиму, бу қизлар хитайға қайтип кетишни рәт қилған.
Мухбиримиз җүмә
2011.01.01

"Җәнубий хитай сәһәр гезити"дә хәвәр қилишичә, бу нөвәт қутулдурулған аяллар, адәм бедиклири тәрипидин конгониң пайтәхти киншасаға елип келинип җинсий содиға селинған икән.

Бу хәвәр конгодин қечип хитайға қайтип кәлгән йәнә бәш нәпәр хитай аял тәрипидин даириләргә йәткүзүлгәндин кейин, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи адәм бедикчиликигә қарши туруш бөлүми өткән йил ноябирда 10 кишилик бир әтрәт тәшкилләп конгоға йолға салған.

Мәзкур әтрәтниң башлиқи йин гохәйниң гезиткә билдүрүшичә, бу аялларниң көпинчиси хитайниң сичүән өлкисидин болуп, булар җинсий сода билән конгода тапқан пулни сичүәнму тапалмайдиған болғачқа қайтип кетишини халимайдикән.

Хәвәргә қариғанда бу аялларни бир адәм бедики хизмәт тепип беримән дәп алдап конгоға йөткигән вә конгоға кәлгәндин кейин бир хитайлар игидарчилиқидики қавақханиға сетивәткән.

Қавақханиниң хоҗайини қолға чүшкән, әмма бу йәрдин қутулдурулған аяллар хитайға қайтишни рәт қилған.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайда кичик балилар вә аяллар әң көп алдинип кетидикән вә башқа дөләтләргә сетилип җинсий қуллуққа мәҗбурлинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.