12 - Ноябир җумһурийәт күни хатириләнди
2012.11.11
Игилишимизчә, илмий муһакимә йиғини, йиғилиш, шеһитларни әсләш қатарлиқ түрлүк шәкилләрдә өткүзүлүватқан бу паалийәтләр 10 - ноябир күнидин етибарән башланған. Нөвәттә, 1944 - йилидики иккинчи җумһурийәтни қурушқа қатнашқан вә яки шу җумһурийәт дәвридә яшиған шаһидларниң аз бир қисими техи һаят болуп, чәтәлләрдики бу шаһидларниң мутләқ көп қисими оттура асияға җумһурийәтләргә тарқалған. Мәзкур шаһидлар икки җумһурийәт роһиниң сақлинишида күчлүк рол ойниди.
Оттура асия җумһурийәтлиридә, җумһурийәт рәиси әлахан төрә, миллий армийә баш қомандани паленоф вә муавин баш қомандан зунун тейипоф, җумһурийәт баш катипи абдурәвуп мәхсум ибрайими, хәлқ қәһриманлири ғәни батур вә фатих батур қатарлиқларни өз ичигә алған көплигән юқири дәриҗилик һәрбий - сиясий вә мәмурий хадимлар шуниңдәк зор сандики миллий армийә җәңчи - офитсерлири яшиған иди.
Һәр йили шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш чәәлләрдики уйғурларниң әнәнисигә айланған болуп, бу күни өзини уйғур һес қилған киши әшу шанлиқ йилларни әсләйду.
Тарихчиларниң йәкүнлишичә, уйғурларниң бу икки җумһурийити ташқи күчләрниң арилишиши нәтиҗисидә ахирлашқан.