Хитай нефит даирилири уйғур елидә йәнә зор миқдарда нефит записи тапқанлиқини елан қилди
Мухбиримиз җүмә
2010.10.11
2010.10.11
Шинхуа агентлиқиниң бу хәвәрдин нәқил елип көрситишичә, нефит записи җуңғар ойманлиқидин тепилған. Мәзкур нефтликниң омумий запас миқдари 10 милйон тонниға йетидикән.
Хәвәргә қариғанда, бу нөвәт йеңидин байқалған нефит интайин юқири сүпәтлик болуп, һазир бар қудуқлардин пайдилинип, йилиға 1 милйон тонна нефит ишләпчиқиришқа болидикән.
Мәлум болушичә, җуңғар ойманлиқида 8 милярд 600 милйон тонна нефит вә 2 тирилйон куб метирдин артуқ тәбиий газ записи барлиқи мөлчәрләнгән.
Хитай даирилири бу йил уйғур елидики нефит ишләпчиқириш миқдарини техиму ашуридиғанлиқини илгири сүргән иди.