20 Нәпәр уйғур камбоджадин қайтурғанлиқиниң 2 йиллиқи “пиномпен почта” гезитидә хәвәр қилинди
Мухбиримиз җүмә
2011.12.24
2011.12.24
Хәвәрдә, дуня уйғур қурултийи елан қилған баянатлардин нәқил елинип: камбоджа 20 нәпәр уйғурни мәҗбурий хитайға қатурғиниға икки болди, әмма уларниң қәйәрдә икәнлики йәнила әндишә қозғайду, дейилгән.
2009 - Йили 19 - декабир камбоджа даирилири б д т ниң панаһланғучилиқ салаһийитигә еришкән 20 уйғурни хитайға мәҗбурий өткүзүп берип хәлқаралиқ қаршилиққа дуч кәлгәниди.
Мәзкур вәқә йүз берип аридин узун өтмәй хитайниң камбоджаға 1 милярд 200 милйон қиммитидә иқтисадий ярдәм беридиғанлиқи ашкариланған иди.
Бу һәқтики хәвәрниң камбоджаниң мәркизидә икки йилдин кейин елан қилинишини кишиләрни әҗәбләндүрмәктә.