Камерон вә саркозий ливийидә зиярәттә болди

Пәйшәнбә күни әнглийә баш министири камерон вә фирансийә президенти саркозий ливийидә зиярәттә болуп, ливийә өткүнчи һөкүмитиниң рәиси мустафа абдуҗелил билән көрүшти.
Мухбиримиз ирадә
2011.09.15

Учришиштин кейинки ахбарат елан қилиш йиғинида мустафа абдуҗелил әнглийә билән франсийиниң казафийниң ағдурулуши үчүн қиливатқан ярдәмлиригә тәшәккүрини билдүргән. Саркозий вә камерон уруш җәрянида бузғунчилиққа учриған ливийини қайта қуруш хизмәтлиридә актип рол елип, ярдәмлирини давам қилидиғанлиқини ейтқан.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, камерон вә саркозий казафий һакимийәттин узақлашқандин бери ливийини зиярәт қилған тунҗи дөләт рәһбәрлири болуп, бу икки рәһбәр ливийиниң пайтәхти тириполида хәлқниң қизғин қарши елишиға еришкән. Тириполи хәлқи бу икки дөләт рәһбәрлиригә тәшәккүрини ипадилигән.

Пәйшәнбә күни йәнә, өткүнчи һөкүмәт баянатчиси қаршилиқчи қисимларниң казафийниң юрти сиртәгә киргәнликини вә қисқа вақит ичидә бу шәһәрни қолға алидиғанлиқини елан қилди. Һазир бани валид вә сабһа шәһәрлири һелиһәм казафий күчлириниң қоли астида турмақта.

Өткүнчи һөкүмәт бу районларни қайтуруп елиш үчүн қорал ярдими беришни тәләп қилмақта. Мустафа абдуҗелил мухбирларға қилған сөзидә, казафийниң ливийиниң җәнубида йошурунғанлиқини вә интиқам характерлик һуҗумларни пиланлаватқанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.