Канада гүәнтанамо тутқунлири мәсилисидә алдиримайдиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз әркин
2009.02.11
2009.02.11
" Торонто юлтузи" гезитиниң чаршәнбә күни елан қилинған мәзкур мәсилә һәққидики бир хәвиридә канада көчмәнләр министири җейсон кинейниң баянатчиси алихан велши,"капаләтчилик, көчмәнлик илтимасини беҗириш җәрянидики муһим болмиған амилларниң бири " дәп тәкитлигән шундақла канаданиң илтимасни көрүп чиқиши керәкликини, лекин бурун капаләткә игә болған нурғун шәхсләрниң көчмәнлик илтимаси қобул қилинмиған әһвалларниң йүз бәргәнликини билдүргән.
Канадаға көчмәнлик илтимаси сунған тутқунларниң 3 и уйғур болуп, уларға канада мусапирлар кеңиши қатарлиқ аммиви тәшкилат вә христиан диний гуруһлар капаләтчи болған. " Торонто юлтузи" гезитидики баянатида бихәтәрлик канада үчүн 1 - мәсилә һесаблинидиғанлиқини тәкитлигән али велши, канадалиқлар бу түрдики ишларға капаләтчи болғанда наһайити еһтиятчан болуши керәк дегән. Гүәнтанамодики уйғурларға капаләтчи болған тәшкилатларниң бири канада мусапирлар кеңиши сәйшәнбә күни оттава даирилириниң дөлитигә қайтса җазалинидиған бу 5 нәпәр кишини " кечиктүрмәй орунлаштуруши" ни тәләп қилған иди.
"Торонто юлтузи" ниң хәвиридә көчмәнләр министирлиқиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари сәйшәнбә күни тутқунларниң көчмәнлик илтимасини беҗиришкә "йиллар" кетидиғанлиқини билдүргән.
Лекин канада мусапирлар кеңиши канада даирилириниң тутқунларни кечиктүрмәй қобул қилишини тәләп қилип, һөкүмәтниң хизмәт қолланмисида әгәр бир киши халиғанчә тутқун қилиниш хәвпи астида қалған болса, җиддий қутқузулидиған киши сүпитидә муамилә қилиш тәләп қилинидиғанлиқини, гүәнтанамодики тутқунларниң әһвали бу қолланмиға уйғун келидиғанлиқини билдүргән.