Канада баш министири харпер: канаданиң хитай мәблиғини дөләт бихәтәрлик нуқтисидин туруп көзитиши зөрүр
2012.10.12
Стефен харперниң илгири сүрүшичә, “хитай билән болған мунасивәтниң изчил тәрәққиятиға капаләтлик қилиш билән биргә, бу хил мунасивәт канаданиң негизлик мәнпәитигә уйғун болуши лазим.” у йәнә, канада һөкүмитиниң хитай билән мунасивәт қилғанда, канада дөләт бихәтәрликигә четишлиқ мәсилиләргә диққәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Африқидики сенегалда зиярәт қиливатқан харпер, бу сөзләрни хитай ширкити канада“нексен” енергийә ширкитини сетивалмақчи болуп, канада муһит вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк қаршилиқиға учриған, охшашла йәнә, оттава һөкүмити хитай “хуавей” ширкитиниң канада тор алақә қурулушиға херидар болуп қатнишишини рәт қилидиғанлиқи һәққидә бешарәт бәргән бир пәйттә қилди.
Америка дөләт мәҗлиси йеқинда доклат елан қилип, хитай “хуавей” вә “җоңшиң” қатарлиқ икки електронлуқ алақә әсваблири ширкитиниң хитай һөкүмити билән болған мунасивити гуманлиқ икәнлики, уларниң америкиға мәбләғ селиши, америка карханилириниң улар билән сода қилишини чәкләшни тәләп қилған.
Буниңдин сәл бурун, австралийә һөкүмити “хуавей” ширкитиниң 38 милярд доллар мәбләғ селинидиған австралийә тор алақә системисини кеңәйтип қуруш қурулушиға херидар болуп қатнишишини чәклигән иди.