Канада баш министири зияритидә нурмуһәммәт ясин мәсилисини оттуриға қоймақчи

Канададики уйғур, тибәт вә хитай демократчилири, йеқинда хитайда зиярәттә болидиған канада баш министирини хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирип намайиш өткүзмәкчи.
Мухбиримиз җүмә
2009.11.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Канада баш министири стефен харпер 12 - айниң иккинчи күнидин 6 - күнигичә хитайда дөләт зияритидә болиду. Бу униң 4 йил илгири канада баш министири болуп сайланғандин буянқи тунҗи хитай зияритидур.

Канадаға нәзәр хәвәрләр торида берилгән учурларға қариғанда, канададики уйғур,тибәт вә хитай өктичиләрниң намайиши 1 - декабир канада пайтәхти оттавадики парламент бинаси алдида тинч йосунда елип берилидикән.

Намайишчилар бу нөвәтлик намайиш арқилиқ, канада баш министири стефен харперни хитай зиярити җәрянда кишилик һоқуқ қиммәт қаришида чиң турушқа чақиридикән. Намайишлар йәнә, канада баш министириға хитай билән елип баридиған содида кишилик һоқуқни қайрип қоюшни қобул қилишқа болмайдиғанлиқини билдүридикән.

Стефен харпер канада баш министири болуп сайланғандин буян, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини бир қәдәр очуқ рәвиштә әйибләп келиватқан дөләт рәһбәрлириниң бири.

Мәлум болушичә, у бу нөвәтлик хитай зияритидә хитай түрмисидә йетиватқан уйғур язғучи нурмуһәммәт ясин мәсилисини оттуриға қойидикән. Һалбуки, хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин җелил мәсилисини оттуриға қойидиған яки қоймайдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.