Әнглийигә чиққан “шинҗаң карханичилар өмики” ичидә бирму уйғур йоқ

Бу йил 9-айда үрүмчидә ечилидиған 3-нөвәтлик явроася йәрмәнкисини тонутуш вә униңға херидар чақириш мәқситидә уйғур елидин тәшкилләнгән бир қисим карханичи, тиҗарәтчиләр өмики әнглийиниң лондон шәһиригә йетип кәлгән.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.24

Хитайниң хәлқара хәвәрләр торидин мәлум болушичә, бу өмәк 23-январ күни әнглийилик карханичиларға уйғур елиниң иқтисадий әһвали, әнглийә вә уйғур елиниң тиҗарәт саһәсидики һәмкарлиқини ашурушниң йоллирини тонуштуруп өткән. Әмма қизиқарлиқи, уйғур елидин кәлгән бу карханичилар һәйитиниң ичидә бирму уйғур карханичи йәр алмиған.

Хитай һөкүмити 2009-йили үрүмчи вәқәсидин кейин районға зор мәбләғ салғанлиқини илгири сүрсиму, йәрлик милләт уйғурларниң иқтисадий тәрәққиятниң сиртида қалдурулуватқанлиқи мәлум. Дуня уйғур қурултийи бу һәқтә бәргән баянатида, уйғур елидә йолға қоюлған һалқима тәрәққият сияситиниң әмәлийәттә ичкиридин чиққан хитай тиҗарәтчи, карханичиларни бай қиливатқанлиқини, уйғурларниң әксичә техиму намратлашқанлиқини билдүргән иди.

2011-Йили биринчи нөвәтлик хәлқара явроася йәрмәнкиси башланғандиму чәтәлдин кәлгән мухбирлар йәрмәнкигә қатнашқан уйғур карханичиларниң бармақ билән санивалғудәк дәриҗидә азлиқини алаһидә тилға елип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин айримичилиқ сиясити йүргүзүватқанлиқини ипадә қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.