Казафийниң әгәшкүчилири триполидики ғәрб әлчиханилири алдида наразилиқ билдүрди
Б б с ниң хәвиридә ейтилишичә, намайишчилар әлчиханиларға һуҗум қилған. Әнглийә әлчиханисини бинаси вәйранчилиққа учритилған. Һәтта б д т ниң триполидики ишханисиму һуҗумға учриған.
Б д т ливийидики ишханисини чекиндүрүп кәткән.
Бу мунасивәт билән әнглийә баш министири камерон баянат елан қилип, бу қетимқи натониң һуҗуминиң казафийниң һәрбий әслиһәлиригә қаритилғанлиқини билдүргән. Натому баянат елан қилип, бу һуҗумниң мәлум бир шәхскә қаритилмиғанлиқи, пәқәт һәрбий һәрикәт характери барлиқни әскәрткән.