Б д т казафийниң өлүм сәвәбини тәкшүрүшни тәләп қилди

Ливийә диктатори казафийниң пәйшәнбә күни өлгәнлики муқәррәрләшти. Лекин униң өлүм сәвәби талаш-тартиш қозғиди. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари навай пиллай казафийниң қандақ өлгәнликини тәкшүрүшни тәләп қилған.
Мухбиримиз әркин
2011.10.21

Ливийә миллий кеңишиниң баш министири җибрил казафийниң юрти сиртәдики тоқунушта бешидин ярилинип дохтурханиға елип берилиш арилиқида өлгәнликини елан қилған. Җибрилниң илгири сүрүшичә, казафий сирттики тоқунушта тирик қолға чүшкән кейин йүз бәргән миллий кеңәш қисимлири билән казафий тәрәпдарлири арисидики тоқунушта яриланған.

Бирақ қандақ өлгәнлики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң диққитини қозғиған. Безиләр тор бетидә елан қилинған көрүнүшләрдин униң ярилинип қолға чүшкәндин кейин, исянчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән болуш еһтималлиқи мәвҗут, дәп қаримақта. Навай пиллайниң баянатчиси қол телефони арқилиқ елинған кишини биарам қилидиған көрүнүшләрдин, казафийниң қолға чүшкәндә һаят икәнлики мәлум, дәп көрсәткән.

Анализчилар казафийниң өлүми диктаторларға берилгән күчлүк сингал, дәп көрсәтмәктә. Түнүгүн америка президенти обама баянат елан қилип, казафийниң өлүми “оттура шәрқтә истибдатлиқниң һалак болушидин қечип қутулғили болмайдиған һаләткә берип қалғанлиқи” ни билдүргән иди.

Обама “ бу йеңи вә демократик ливийидә өзиниң келәчикини өзи бәлгиләш пурситигә еришкән ливийә хәлқиниң, узун вә ечинишлиқ дәври ахирлашқанлиқидин дерәк бериду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.