Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини нурмәмәт ясинниң өлүми һәққидики хәвәрниң раст-ялғанлиқи һәққидә ипадә билдүрүшкә чақирди
2013.01.02
Бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәхсус бир баянат елан қилип, хитай һөкүмитини, язғучи нурмәмәт ясинниң түрмидә өлгәнлики һәққидики хәвәрниң раст-ялғанлиқи һәққидә дәрһал ипадә билдүрүшкә чақирди.
Баянатта: “әгәр хәвәр раст болса, бу хитай һөкүмитиниң әдлийә системиси үчүн номус қиларлиқ бир әһвал” дейилди.
Нурмәмәт ясинниң шаяр түрмисидә өлгәнлики һәққидики хәвәр гәрчә аилиси вә даириләр тәрипидин техи рәсмий йосунда дәлилләнмигән болсиму, хәвәр тунҗи қетим хитайдики бир нопузлуқ бир адвокат тәрипидин тарқитилған болғачқа, хәвәрниң хәлқара җәмийәттики тәсири күндин-күнгә күчәймәктә.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бүгүнки баянатиниң ахирида: “хитай һөкүмити шуни тонуп йетиши керәкки, язғучиларниң өлтүрүлүши, уларниң әсәрлириниң тәсир күчини азайталмайду, бу әсәрләр қозғиған әркинлик тәлипини әсла пәслитәлмәйду” дейилгән.
Нурмәмәт ясин“ява кәптәр”намлиқ әдәбий әсири сәвәблик“бөлгүнчилик җинайити” билән әйиблинип 2004 -йили 10йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған иди.