Хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ сияситини қаттиқ тәнқид қилди
2012.12.07
Мәзкур тәшкилатниң германийә шөбиси мәсули волфгаң грениз, явропа иттипақиниң мусапирлар сиясити униң еришкән нобел тинчлиқ мукапатиға маслашмайдиғанлиқини билдүргән. Униң билдүрүшичә, өткән бир йилда 1500 нәпәр мусапир явропа иттипақи оттура деңиз бойидики дөләтләрниң чеграсини қаттиқ контрол қилғанлиқи сәвәблик өлгән.
Волфгаң гренизниң илгири сүрүшичә, явропа иттипақиниң бу хил һәрикитиниң өзи кишилик һоқуққа қилинған бир хил бузғунчилиқ.
Бирақ явропа комитетиниң баянатчиси хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәнқидигә инкас қайтуруп, явропа иттипақиниң көчмәнләр вә мусапирларға хәйрхаһлиқ қилиш сиясити йүргүзүп кәлгәнликини билдүргән. Баянатчи, явропа иттипақи өзиниң көчмәнләр вә мусапирларға қилған барлиқ иш излиридин пәхирлинишкә һәқлиқ, дегән.
Явропа иттипақи йеқинқи йиллардин буян, мусапирларни қобул қилиш сияситини изчил чиңитип кәлди. Шу қатарда голландийә, шветсийә, германийә қатарлиқ әлләрдики нурғун уйғур мусапирлириниң сиясий панаһлиқ илтимаси рәт қилишқа учрап, уларниң хитайға қайтурулуш хәвпи уйғур тәшкилатлирини әндишигә салған.
Д у қ изчил мәзкур әлләрниң мунасивәтлик органлирини зиярәт қилип, уйғур мусапирлириға сиясий панаһлиқ беришни, улар хитайға қайтурулса, һаяти тәһдиткә учрайдиғанлиқини билдүрүп кәлгән.
Германийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, явропа комитетиниң баянатчиси явропа иттипақиниң мәзкур мәсилидики сияситини ақлиған болсиму, бирақ у йәнә, бәзи дөләтләрниң бу җәһәттә өзгәртишкә тегишлик тәрәплири барлиқини инкар қилмиған.