Мусулманларға қарши филим ишлигән калифорнийилик түрмигә ташланди
2012.09.29
Хәвәрләргә қариғанда басселей накоула илгири берилгән кепилликкә қоюп бериш шәртлиригә хилаплиқ қилиш җинайити билән әйиблинип 27 - сентәбир қолға елинди.
Басселей накоула әслий мисирлиқ христиан мурити болуп, америкиға көчүп келип йәрләшкән. Униң әсли исми марк басселей йүсүф икән.
27 - Чесла калифорнийә мәркизий районлуқ сотниң сотчиси сузан сегал басселейниң келәр қетим сот ечилғучә кепилликкә қоюп берилмәйдиғанлиқини билдүргән.
Басселей мәлум болушичә, накоула 2010 - йили банка алдамчилиқи вә сахтилиқ қилип кредит карта һесабати ечиш җинайәтлири билән әйиблинип 21 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә 5 йиллиқ көзитиш шәрити билән кепилликкә қоюп берилгән икән.
Униң бу нөвәт түрмидә қанчилик ятидиғанлиқи, кейинки сотниң қачан ечилидиғанлиқи мәлум әмәс.