Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни качинлиқ мусапирлар мәсилисидә агаһландурди

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, хитай һөкүмитини качинлиқ мусапирларни бирмиға қайтурмаслиқ һәққидә агаһландурди. Баянатта ейтилишичә, хитай һөкүмити хәлқара мусапирлар қануниға хилап һалда бирма вә качин аптоном җумһурийитидики тоқунуш болуватқан районлардин қечип чиққан 4000 дин ошуқ мусапирни бирмиға қайтуруп бәргән.
Мухбиримиз ирадә
2012.09.06

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мусапирлар мәсилиси директори бил фирилик өз баянатида, хитай һөкүмитиниң хәлқара мусапирлар қанунини дәпсәндә қиливатқанлиқини тәнқид қилип: “хитай һөкүмити качинлиқ мусапирларға хәлқара қанунлар даирисидә муамилә қилиши, уларни тоқунуш болуватқан районларға қайтурушниң орниға, инсаний ярдәмгә ериштүрүп, б д т мусапирлар ишханиси хадимлириниң улар билән учришип, уларни орунлаштурушиға капаләтлик қилиши керәк” деди.

Качинлар, бирминиң шималидики пәрқлиқ бир етник тәркиб болуп, бирма һөкүмити 1947-йили качинлар билән елип барған музакирә нәтиҗисидә уларға аптоном җумһурийәт салаһийити бәргән.

1990-Йилларғичә качинлар аптономийидин һәқиқий түрдә пайдиланған болсиму, әмма йеқинқи йиллардин буян бирма һөкүмити қарашлиқ қораллиқ қисимлар билән качин мустәқиллиқ армийиси арисида тоқунушлар шиддәтлик түс елишқа башлиди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң ейтишичә, бирма қораллиқ қисимлири икки тәрәп арисида имзаланған уруш тохтитиш келишимлиригә хилап һалда 2011-йили 6-айда качин йезилириға бесип кирип, от қоюш, тәһдит қилиш, басқунчилиқ қилиш вә һәтта мәҗбурий әмгәккә селиштәк қилмишлар билән шуғулланған. Өй-маканлиридин айрилған качинлар җенини қутқузуш үчүн хитайға барсиму, охшашла хитай һөкүмити тәрипидин бирмиға қайтурулмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.