“хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар намайишларни уюштуриду
Мухбиримиз җүмә
2011.12.10
2011.12.10
явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң уқтурушиға қариғанда, дуня уйғур қурултийиму бу йил “хәлқара кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларни намайиш уюштурушқа чирқириған.
Бундин 63 йил илгири б д т да “хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинип, 10 - декабирни “хәлқара кишилик күни” қилип бекитилгән иди.
Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири һәр йили бу күндә намайиш вә башқа шәкилдики паалийәтләрни өткүзүп хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситигә қаршилиқ билдүрүп кәлмәктә.