Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: америка хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогини тохтитишни ойлишип көрүши керәк

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатлар пикир билдүрүп, америка һөкүмитиниң һәр йили хитай билән елип баридиған кишилик һоқуқ диалогини тохтитишни ойлишип көрүши керәкликини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2011.04.29

Юқириқи тәшкилатларниң пәйшәнбә күни илгири сүрүшичә, кишилик һоқуқ мәсилиси кишилик һоқуқ диалоги билән чәклинип қалмаслиқи керәк, у америка-хитай арисидики барлиқ сөһбәтләргә киргүзүлүши лазим икән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтон шөбисиниң мәсули т. Кумар франсийә агентлиқиға әскәртип, “әгәр кишилик һоқуқ диалоги һечқандақ әмәлий нәтиҗә бәрмисә, америка диалогниң йәнә давамлаштуруш зөрүрийити бар -йоқлуқини ойлишиши керәк” дегән.

Униң әскәртишичә, болмиса америка хитайниң бир тәрәптин кишилик һоқуқни дәпсәндә қилип, йәнә бир тәрәптин диалогни қалқан қилип өзини ақлишиға пурсәт ярип бәргән болидикән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң юқириқи пикри америка-хитай кишилик һоқуқ диалоги бейҗиңда өткүзүлүватқан пәйткә тоғра кәлгән иди. Америка ярдәмчи дөләт ишлар министири, америка тәрәп сөһбәт вәкили майк познерниң билдүрүшичә, икки күнлүк диалог җәрянида әй вейвей қатарлиқ өктичи хитайларниң тутқунға учраш мәсилиси оттуриға қоюлған.

У, хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң “җиддий арқиға чекингәнлики” ни билдүргән иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, майк познер бейҗиңдики икки күнлүк йиғинда наһайити муһим мәсилиләрни оттуриға қойған болсиму, лекин бу мәсилиләр техиму юқири дәриҗилик диалогларда оттуриға қоюлуши лазим.

Америка билән хитай келәр айниң оттурилири вашингтонда истратегийә вә иқтисад сөһбити елип бариду. Америка тәрәпниң ашкарилишичә, йиғинда кишилик һоқуқ мәсилиси күнтәртипкә келидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.