Хитай даирилири уйғур елидин бу йилниң дәсләпки 4 ейида 36 милйон 83 миң тонна көмүр қазған

Хитай даирилири уйғур елидин бу йилниң дәсләпки 4 ейида 36 милйон 83 миң тонна көмүр қезип, алдинқи йилиниң охшаш мәзгилдикидин 30 пирсәнт ашурған.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.02


“хитай билим” хәвәрләр торида көрситишичә, юқириқи көрсәткүч пәқәт бу йил 1 - айдин 4 - айғичә уйғур елидә қезилған көмүр мәһсулатини һәққидики санлқ мәлуматлар икән.

Мәлум болушичә, бу көмүрләрниң 36.5 Пирсәнтини хитай дөләт игидарлиқидики көмүр ширкәтлири қезип чиқарған болса, қалған қисмини хитайниң шәхсий ширкәтлири қазған икән.

Хәвәрдә бу көмүрләрниң сетилғанлиқи көрситилгән болсиму, кимләргә пайда елип кәлгәнлики тәпсилий берилмигән.

Хитай даирилири өткән йелидин башлап “ғәрбиниң көмүрини шәрққә йөткәш”, “ғәрбиң токини шәрққә йөткәш” қурулушини техиму күчәйтип елип беришқа башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.