Бүләнт аринч: түркийә бундин кейин көп қутуплуқ сиясәт елип бариду
2011.04.07
Түркийидики сиясий вәзийәт вә сиясий ислаһатлар темисида ечилған бу йиғинда түркийә дөләт министири бүләнт аринч бундин кейин түркийиниң көп қутуплуқ сиясәт елип баридиғанлиқини тәкитлиди.
У түркийиниң илгири явропа бирликигә әза болуш үчүн пүтүн күчини бу йөнилишкә қаритип кәлгәнлики, шуңа буниңдин кейин сияситини өзгәртип русийә, һиндистан қатарлиқ район характерлик дөләтләр биләнму зич һәмкарлишип, көп қутуплуқ сиясәт елип баридиғанлиқини ейтти.
У буниң түркийиниң дунядики тәсир күчини ашуруш вә дуня тинчлиқини илгири сүрүш үчүн пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Түркийә дөләт министири бүләнт аринч йиғин җәрянида мутәхәссисләрниң түркийиниң ички вә ташқи сиясәтлири, мәтбуат әркинлики қатарлиқ бир қатар темиларда соралған соалларға җаваб бәрди.
Бүләнт аринч 2009-йили, үрүмчи 5-июл вәқәси мунасивити билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутқан сияситини тәнқид қилип, уйғурларға һесдашлиқини билдүргән түркийә рәһбәрлириниң бири иди.