Корла шәһиридә бир уйғур хитай сақчи понкитиға һуҗум қилған
2012.10.23
Вәқә корла шәһириниң иттипақ йоли сақчи понкитида йүз бәргән. Мәзкур сақчи понкитидикиләр радиомиз мухбириға бундақ бир вәқәдин хәвири йоқлуқини билдүргән болсиму, бирақ хоңкоң ахбарат васитилириниң хәвәрлиридә, бир уйғурниң өткән һәптә сақчи понкитиға бесип кирип, бир сақчиниң қоралини тартивалғанлиқи, униң бир сақчини яриландурған болсиму, бирақ башқа сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики илгири сүрүлгән.
Хоңкоңда чиқидиған “шәрқ гезити” ниң хәвиридә болса, сақчи понкитиға 3 кишиниң һуҗум қилғанлиқини билдүрүлгән. Мәзкур гезитниң хәвиридә илгири сүрүшичә,, һуҗумчилар аз дегәндә 2 сақчини яриландурған. Бирақ һуҗумчилардин бири етип өлтүрүлүп, бири яриланған. Һалбуки йәнә бир һуҗумчи саламәт қечип кәткән.
Д у қ болса бу вәқәниң 19-өктәбир йүз бәргәнликини билдүргән. Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, вәқәдә уйғурлардин бир киши өлүп, 3 киши яриланған. Әгәр бу вәқә раст болса, бу өктәбир киргәндин буян уйғур елидә хитай аманлиқ күчлирини нишан қилған 2-қетимлиқ һуҗум болуп қалиду. 1-Өктәбир, икки уйғур хитай чегра мудапиә қисимлириниң қағилиқ наһийисидә турушлуқ газармисиға һуҗум қилип, нурғун һәрбий өлгән вә яриланған иди.