Керийә наһийилик маарип идарисиниң “хитай оқутқучи қобул қилиш”елани наразилиқ қозғиди

Керийә наһийилик маарип идарисиниң “2012-йили керийә наһийисидики толуқ оттура мәктәпкә оқутқучи қобул қилиш елани” да қобул қилинидиған 36 нәпәр оқутқучиниң миллити хитай болуш тәләп қилинған шәрт, 10-декабир күни хитайдики аммиви тор бекәтлиридә көчүрүп бесилғандин кейин, тордашлар арисида наразилиқ қозғиған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.12.21

Бу әһвалға нарази болған тордашлар инкаслирида, керийә маарип идарисиниң еланида уйғурлар зич олтурақлашқан керийидиму ашкара һалда чоң хитайчилиқ хаһиши ипадилинип, йәрлик милләт уйғурлар кәмситилгәнликини паш қилған.

Уйғур биз ториниң хәлқара тор бекитиниң бүгүнки хәвиридә, тордашларниң наразилиқидин кейин, керийә наһийилик маарип идарисиниң 19-декабир күни торда инкас қайтурғанлиқи хәвәр қилинди.Керийә наһийилик маарип идариси оқутқучи қобул қилиш еланидики миллити хитай болуш шәртигә қарита өзини ақлап, керийә наһийилик 2-оттура мәктәп наһийидә йеңидин қурулуватқан толуқ оттура мәктәп болғини үчүн, қош тиллиқ маарип системисидики бу мәктәпкә қобул қилинидиған 333 нәпәр оқутқучидин 40 нәпирини хитай өлкилиридин қобул қилиш қарар қилинғини үчүн, еланда қобул қилинидиған 36 нәпәр оқутқучиниң милләт тәркиби хитай дәп әскәртилгәнликини изаһлиған. Әмма даириләрниң бу изаһатиға қарита наразилиқ инкаси язған тордашлар нөвәттә уйғур елидә “қош тиллиқ маарип” намида уйғур миллий маарипиниң вәйран қилиниватқанлиқини билдүрүп, даириләрниң районда йүргүзүватқан маарип түзүмини әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.