Қумулда қиммити 50 милярд йүәндин ашидиған мис - некил рода кенида иш башланди
Мухбиримиз ирадә
2010.06.10
2010.06.10
Бу кан қумул шәһириниң шәрқий җәнубидин 130 километир йирақлиққа тоғра келидиған йәргә җайлашқан болуп, уйғур районидики рәңлик метал записи әң көп кан һесаблинидикән.
Кан районида һазир байқалған мис - некил рода запас миқдари 84 милйон тонна, некил миқдари 380 миң тонна, мис миқдари 220 миң тонна, кубалт миқдари 32 миң тонна икән. Буниң иқтисадий қиммити 50 милярд йүәндин ашидикән.
Техи йеқиндила қумулда қиммити 200 милярд йүәндин ашидиған молбидин записи байқалған иди. Игилинишичә, қумул рәңлик металлар, кәм учрайдиған металлар, химийиви вә қурулуш материяллири қатарлиқ көп хил түрләрни өз ичигә алған мол кан байлиқиға игә район икән.
Қумулдин қезиливатқан көмүрму зор салмақни игиләйдиған болуп, қумулниң көмүр мәһсулатлири узундин буян ғәрбниң көмүрини шәрққә тошуш пилани бойичә хитай өлкилиригә тошулмақта.