Хитай ливийиниң игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш керәкликини җар салди

Хитай даирилири ливийиниң игилик һоқуқиға вә мустәқиллиқиға һөрмәт қилишни қайта-қайта тәкитлимәктә. Ливийидә мәйданға кәлгән ички уруш вәзийитидин кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши ливийигә қарши җаза тәдбири йүргүзүшни қарар қилған иди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.03

Әйни чағда хәлқара җамаәтчиликниң күчлүк бесими билән қарарни қоллашқа мәҗбур болған хитай болса, әмдиликтә америка вә нато күчлириниң ливийигә һәрбий һәрикәт йүргүзүш еһтималлиқи мәвҗут болған бир шараит астида, һәдәп ливийиниң игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини тилға елишқа башлиди.

Алдинқи күни хитайниң б д т дә турушлуқ даимий вәкили ли бавдуң хәвпсизлик тәшкилати ливийигә бир һәрикәт қоллиништа, алди билән ливийиниң игилик һоқуқиға, мустәқиллиқиға вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиши керәк, дәп әскәрткән.

Пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йүму мухбирниң “хитай хәлқара күчләрниң ливийигә һәрбий һәрикәт йүргүзүшни қолламду” дегән соалиға җаваб берип “мәнчә, хәлқара мәсилиләрни бир тәрәп қилишта алди билән, дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш керәк” дегәнни қайта тәкитлигән вә һәрқайси дөләтләрни буниңға һөрмәт қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.