Һилларий килинтон ливийә мәсилисини һәл қилиш үчүн дипломатийә сәпирини башлиди
2011.07.14
Йиғинға нато баш секретари андирес рамуссен вә явропа бирликиниң юқири дәриҗилик әмәлдари катрин әштонму қатнишиду.
Һилларий килинтон чаршәнбә күни сәпәргә атлиништин бурун мухбирларға бәргән баянатида, хәлқара җамаәтниң ливийә лидири казафий үстидики бесимни ашуридиғанлиқини билдүрүп, “казафийниң санақлиқ күнлири қалди” дегән. Игилинишичә, йиғинда,казафийниң вәзиписидин айрилиши үчүн униң үстидики хәлқаралиқ бесимни ашурушла әмәс, бәлки исянчиларға малийә ярдими бериш мәсилиси алаһидә музакирә қилинидикән.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ливийидә қаршилиқ һәрикәтлирини давам қиливатқан исянчилар чаршәнбә күни казафийға тартқузуп қойған муһим истратегийилик шәһәрни қайтурувалған. Нөвәттә улар пайтәхт триполини игиләшни нишан қилмақта.