Ливийилик қозғилаңчилар оргинини етирап қилидиған дөләтләрниң сани артмақта

Париж шәһиридә ливийә йиғини рәсмий башлиниш алдида, ливийә қозғилаңчилирини ливийиниң вақитлиқ рәсмий оргини дәп тонуйдиған дөләтләрниң қатариға русийиму қошулди.
Мухбиримиз ирадә
2011.09.01

Бүгүн русийә ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә баянат елан қилип, русийиниң ливийә қозғилаңчилирини рәсмий өткүнчи комитет қатарида қобул қилғанлиқини җакарлиди.

Игилинишичә, париждики ливийиниң келәчики музакирә қилинидиған йиғинда, ливийә лидири казафийниң тоңлитилған мал-мүлкини қозғилаңчиларға ярдәм сүпитидә бериш вә натониң һәрбий һәрикәтлириниң салмиқини ашуруш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинидикән.

Мәзкур йиғинға 60 дөләтниң рәһбәрлири қатнишидиған болуп, хитайму йиғинға аз қалғанда өзиниң көзәткүчи сүпитидә вәкил әвәтидиғанлиқини елан қилди. Хитай һазирғичә ливийилик қозғилаңчиларни рәсмий орган қатарида тонуйдиғанлиқини елан қилмиди.

Бирләшмә агентлириниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма чавшү бүгүн мухбирларниң немә үчүн һазирғичә ливийә қозғилаңчилирини тонумиғанлиқи һәққидики соалиға “биз ливийә хәлқиниң қарариға һөрмәт қилимиз, ливийилик қозғилаңчилар билән зич һәмкарлишишни халаймиз” дәпла җаваб бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.