Хитай баянатчи б д т ниң ливийә қарарини қоллиғанлиқи тоғрисида қийин соалға дуч кәлди

Хитай, б д т бихәтәрлик кеңиши шәнбә күни чиқарған ливийә дөләт башлиқи казафий һәққидики җазалаш қарариға қоллап аваз бәргән иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.03.01

Бүгүн хитайниң һәптилик ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай баянатчи мухбирларниң бу һәқтики соалиға дуч кәлгән. Мухбир баянатчидин “җуңгониң б д т ниң ливийә һәққидики җазалаш қарарини қоллиши, җуңго изчил тәкитләп келиватқан дөләтләрниң ички ишиға арилашмаслиқ принсипиға хилап әмәсму?” дәп сориған.

Оңайсиз әһвалда қалған баянатчи, соалға нәқ җаваб бериштин өзини қачуруп, җуңгониң ливийиниң муқимлиқиниң тез әслигә келишини халайдиғанлиқини вә ливийидики мәвҗут сиясий кризисниң диалог арқилиқ һәл болушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Ливийидә инқилаб башланғандин буян хитайниң ливийә вәзийити һәққидики мәйдани пассиплиқини давамлаштурмақта.

Хитай пәқәт дуня җамаәт пикриниң бесими сәвәбидинла б д т ниң шәнбә күнидики мәзкур қарарини қоллашқа мәҗбур болуп қалған иди. Америка вә явропа дөләтлири болса, ливийидики исянчи хәлқни ашкара қоллимақта.

Бүгүн франсийиниң икки теббий айропилани ливийидики өктичи күчләргә ярдәм буюмлирини йәткүзүп бәргән. Америкиниң бир түркүм һәрбий парахот вә урушчи айропиланлириму нишанини ливийигә тоғрилиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.