Қозғилаңчилар қошуни казафий игиливалған җайларни қайтурувалмақта
Бирләшмә агентлиқиниң учурлириға таянғанда, қозғилаңчилар йәкшәнбә күни шимал тәрәптики бенҗавада шәһирини ишғал қилип, өзлириниң давамлиқ түрдә ливийиниң оттура йәр деңизи қирғиқидики шәһәрләрни игиләйдиғанлиқини җакарлиған. Буниңдин илгири йәнә муһим нефит шәһири рас-лануфни игилигән. Һазирғичә төт шәһәр қайтурувелинған.
Б б с агентлиқиниң йезишичә, қозғилаңчилар рәһбәрлири бәлки дүшәнбә күнидин башлап, өзлири айрим һалда чәтәлгә нефит експорт қилишни башлайдиғанлиқини елан қилған.
Буниңға қатар вә башқа дөләтләр ярдәм бәрмәкчи икән.