Ливийидә казафийдин кейинки тунҗи парламент сайлими өткүзүлди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.07.08
2012.07.08
7 - Июл күни ливийидики президенти сайлими ахирлашти. Ройтерсниң хәвәр қилишичә, пүтүн мәмликәт бойичә 1500 беләт ташлаш орни тәсис қилинған болсиму, лекин 100 дин артуқ понкит қалаймиқанчилиқ йүз бериш түпәйлидин хизмитини давамлаштуралмиған.
Бу ливийидә 1969 - йилидин буянқи 40 йилдин артуқ вақит ичидә өткүзүлгән тунҗи сайлам һесаблиниду. 1969 - Йили, казафий сайлам өткүзүп, өз һөкүмитини қурған иди. Бу қетимқи сайлам арқилиқ ливийә һөкүмитиниң йеңи парламенти бекитилиду.
Америка президенти барак обама ливийә хәлқини бу әрки сайлам билән тәбриклигән һәмдә буни бу дөләтниң демократийигә өтүш җәрянидики бир абидә дәп юқири баһалиған.