Нобил тинчлиқ мукапати алған васлав хавел вә дисмунд тутулар хитайни лю шавбони қоюп беришкә чақирди
Мухбиримиз әркин
2010.10.22
2010.10.22
Хавел билән туту лю шавбони бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати намзатлиқиға көрсәткән шәхсләр иди. Туту билән хавел "вашингтон почтиси гезити"дики мақалисидә өзлириниң лю шавбони намзатлиққа көрситишидики сәвәбни чүшәндүрүп, "униң өз хәлқиғә тәләп қилған асасий кишилик һоқуқ чақириқи универсаллиққа игә болғанлиқи үчүндур" дәп тәкитлигән.
Мақалидә лю шавбони қоюп бериш хитайниң қудрәт тапқанлиқидин дерәк беридиғанлиқини әскәртип, лекин хитай даирилириниң лю шавбо нобил тинчлиқ мукапатиға еришкәндин кейин, униң аяли лю шяни нәзәрбәнт астиға алғанлиқини тәнқид қилған.
Лю шавбо 2008 - йили сияси ислаһат елип беришни мәзмун қилған низамнамә һәрикити қозғап, хитайда федератсийилик түзүмгә көчүшни тәләп қилғандин кейин, бейҗиң һөкүмити тәрипидин қолға елинип, өткән йили 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Даириләр уни "һакимийәтни ағдурушқа урунуш" җинайити билән әйиблигән.
Туту билән хавел "вашингтон почтиси гезити"дики мақалисидә йәнә, хитайни "йирақни көрәр дөләт" икәнликини намайән қилишқа чақирип, лекин"хитай һөкүмити худди өзиниң баш министири тосувалғили болмайдиғанлиқини ейтқан әркинлик вә демократийә күчлиригә қарши мәғлубийәтлик бу күрәшни давамлиқ елип бариду яки адаләтни яқлап, лю шавбони қоюп бериду вә униң аялини аилә нәзәрбәнтидин азад қилиду" дегән.
Алдинқи күни америка әдлийә министири әрик холдер бейҗиңни зиярәт қилғанда, лю шавбониң мәсилисини оттуриға қойған иди. У хитай рәһбәрлири билән елип барған көрүшүштин кейин ахбарат саһәсигә бәргән мәлуматида, америка билән хитайниң лю шавбо мәсилисидә "түп негизлик ихтилапи" барлиқини тәкитлигән.